Қисқа муддәтлик план
Сайпутулина Альбина Махпировна
А. Розибақиев намидики 153мәктәп-гимназияниң информатика пән муәллими
Пәни: информатика
Вақти: 04. 12. 2015
Тәкшүрүлди
мудирниң оқуш ишлири бойичә
орунбасари
Синипи: 6
Дәрисниң мавзуси:
13. Модельлар вә уларниң түрлири
Йөнәлдүргүч
Информатика. 6-синип. Дәрислик. "Арман-ПВ", 2013ж
Авторлар: Е. А. Вьюшкова, Н. В. Параскун
Дәрисниң мәхсити:
Билимлик: "Модель" чүшәнчисини ениқлаш
Модель түрлири билән тонуштуруп, өз алдиға әң аддий модель түрлирини ясашни үгитиш
Риважландуруш: оқуғучилар өз алдиға мустәқил вә топта бирлишип ишләшни, алған мәлуматни анализ қилишни, сәвийәлик тапшурмиларни өз алдиға орунлаш, мавзу тоғрисида соалларни қоюш, таллаш, жавап бериш. Бир -бирини вә өзини- өзи баһалаш қабилийәтлири риважлиниду. Компьютерда орунлашқа берилгән таптушмиларни орунлаш арқилиқ ӘКТ-ни қоллинишни үгиниду
Тәрбийәвий: өз ой пикирини очуқ ейтишта, бир-биригә соал қоюп, жавап беришта, өз ара мунасивәт қилишта сөзләш мәдәнийитини сақлайду. Өз -өзини башқуруш, өз - өзини, иш орнини рәтләшкә үгиниду.
Күтилидиған нәтижиләр:
Модельлар вә униң түрлири тоғрисида ейтип берәләйду. Компьютерни пайдилинип модельларни ясашни билиду. Луғәт сөзләрни рус тилида пайдилинип берилгән тапшурмиларни орунлайду.
Берилгән тапшурмиларни тәһлил қилип, өзини вә өзгини тиңшашни, баһалашни, топта ишләшни үгиниду.
Мәхсәтлик тилда өз көз қаришини, ой-пикирини әркин ейтип испатлайду.
Дәрис типи
Йеңи мавзуни өзләштүрүш
Пәнарилиқ бағлиниш
математика,география, тарих, рус тили
Қоллинидиған усуллар
Блум таксономияси,светофор, өмчүк тори, ребус, сематикилиқ карта, тәнқидий ойлаш, тест, INSERT.
Дәри
Страницы: 1 | 2 | 3 > >>