Қисқа муддәтлик план
Пәни: информатика
Вақти:
Тәкшүрүлди
мудирниң оқуш ишлири бойичә
орунбасари
Синипи: 5
Дәрисниң мавзуси:
23. Мәтин үзүндилири билән иш
Йөнәлдүргүч
Информатика. 5-синип. Дәрислик. "Арман-ПВ", 2013ж
Авторлар: Е. А. Вьюшкова, Н. В. Параскун
Дәрисниң мәхсити:
Билимлик: Мәтин үзүндилирини тәкшиләш, арилиқ ташлаш вә тизим тоғрисида чүшәнчә алиду.
Риважландуруш: оқуғучилар өз алдиға алған мәлуматни анализ қилишни, сәвийәлик тапшурмиларни өз алдиға орунлаш, мавзу тоғрисида соалларни қоюш, таллаш, жавап бериш. Бир -бирини вә өзини- өзи баһалаш қабилийәтлири риважлиниду.
Тәрбийәвий: өз ой пикирини очуқ ейтишта, бир-биригә соал қоюп, жавап беришта, өз ара мунасивәт қилишта сөзләш мәдәнийитини сақлайду. Өз -өзини башқуруш, өз -өзини рәтләшкә үгиниду.
Күтилидиған нәтижиләр:
Мәтинни сол қир, оң қир вә оттуриға қилип рәтләләйду. Мәтингә тизим қоюп безәләндүрүшни билиду. Табуляцияни қоллинишни билиду. Қур бешида қизил йол ташлашни билиду. Луғәт сөзләрни рус тилида пайдилинип берилгән тапшурмиларни орунлашни билиду.
Берилгән тапшурмиларни түрләндүрүп, тәһлил қилишни, өзини вә өзгини тиңшашни, баһалашни, топта ишләшни орунлайду.
Мәхсәтлик тилда өз көз қаришини, ой-пикирини әркин ейтип испатлайду.
Дәрис типи
Йеңи мавзуни өзләштүрүш
Пәнарилиқ бағлиниш
математика, инглиз тили, биология.
Қоллинидиған усуллар
Атом вә молекула, тест, CLIL, INSERT, "Бәш бармақ"
Дәрис көрнәклиги
Prezi презентацияси, тапшурмилар, Тест (Асtiv Inspire )
Формативлиқ баһалаш нормиси:
Топ башчилири өз топидики оқуғучиларға орунланған тапшурмиларға қарап баһалирини қоюп маңиду
Дәрисниң бериши:
Дәрис этаплири
вақти
Страницы: 1 | 2 | 3 > >>