шуңқар талланди. Тумарни сунғучиларниң пикри бойичә, шуңқар илдамлиқни, йеникликни, күч-қуват билән йенишкә дегән интилишни көрситиду. Логотип очуқ көринидиған динамикилиқ шәкли бар шуңқар қанити түридә ясалған. Мошу символға бағлинишлиқ, Алмутидики Универсиадиниң шиариға "Қанатиңни кәң қақ!" ибариси таллап елинди.
XXVIII қишлиқ Дунияйүзлүк универсиада 2017 жили 28 январьбилән 8 февраль арилиғида өтиду. Алдин ала мәлумат бойичә, униңға FISU альянсиға киридиған 50 әлдин бәш миңдин ошуқ студент қатнишиду. Чамиси үч миңға йеқин өз мәйли билән қатнашқучилар санини көпәйтиш планланмақта.
Мегаполисни чоң спортлуқ чаригә тәйярлаштики инфрақурулумлиқ база хизмитини 2011 жили өткән 7-қшлиқ Азия оюнлириға арнап селинған имарәтләр атқуруп олтуриду. Атап ейтқанда, "Сұңқар" хәлиқара чаңғудин сәкрәш комплекси, Балуан Шолақ намидики Спорт сариайи вә Алмута вилайитидики Чаңғу-биатлон стадиони универсиада чепишлирини қобул қилиду. Спорт мусабиқилири шундақла "Медеу" муз мәйданида вә "Шымбұлақ" тағ-чаңгили курортида өтиду. Универсиада үчүн қошумчә йәнә Муз сарийи, Муз арениси вә Атлетлар шәһәрчиси селинди.
Универсиада беришида Қазақстанда спортниң 13 түридин (8 миннәтлик вә 5 қошумчә) чепишлар планланған. Фигурное катание , шорт-трек, тағ чаңғиси спорти, сноубординг, биатлон, чаңғу чепиши, шайбилиқ хоккей, керлинг миннәтлик спорт түрлиригә кириду. Әнди қобул қилғучи тәрәпниң усуниши бойичә киргүзилидиған қошумчә спорт түрлиригә чаңғу билән сәкрәш /лыжная гонка по пересеченной местности/
чаңғу қош чепишиши, фристайл, коньки билән жүгрәш спорти вә бенди кириду.
Қазақстанниң студентлиқ командисиниң сәккиз қишлиқ Универсиадиға қатнашқан тәжрибиси бар. Мошу вақит арилиғида Қазақстан командиси ғожуниға 43 награда салди.
4. Қ
Страницы: << < 1 | 2 | 3 > >>