Универсиада Алматы -2017

Страницы: 1 | 2 | 3  >  >>

Синип саати: Алмута универсиадиси - 2017
Мәхсити: Оқуғучиларға "Алмута универсиадиси - 2017" тоғрилиқ мәлумат бериш; сағлам һаят тәризигә үгитиш, патриотизм роһида тәрбийә бериш

Жабдуқлиниши: Слайд, сүрәтләр, постер үчүн флипчарт қәғизи
Синип саатиниң бериши:
1. Уюштуруш пәйти
2. Гимн орунлаш
3. Синипқа соаллар қоюш арқилиқ дәрискә жәлип қилиш:
а) Спорт терминини қандақ чүшинисиз?
б) Немә үчүн спорт керәк?
в) "Сағлам тәндә - сағлам роһ" мақалисини тәрипиләп бериң
г) Спорт бойичә қандақ мусабиқиләрни билисиз?
д) Қайси спортсменларни, чемпионларни билисиләр?
4. Мәлумат бериш.
Студентлиқ спорт тарих 1905 жилдин башланди. Мошу жили АҚШ-да студент яшларниң дәсләпки хәлиқара мусабиқиси өтти. Биринчи Дунияйүзлүк студентлиқ оюнлар 1923 жили Парижда уюштурулди. Лекин, Универсиада дегән нам алған дәсләпки спорт мусабиқиси 1959 жили Италияниң Турин шәһиридә өтти. Шуниңдин бери Универсиада аләмдики әң ярқин хәлиқара спорт вә мәдәний вақиәләрниң биригә айланди. Универсиадиниң бир мәхсити - спортлиқ билим бериш системисиниң муһим элементлириниң бири ретидә илгәрлитиш.

Универсиадини Алмутида өткүзүш тоғрилиқ рәсмий йешим 2011 жилдики 29 ноябрьда Брюссельда Хәлиқара университетлиқ спорт федерациясида (FISU) өткән аваз бериш нәтижисидә қобул қилинди. Мошундақ, Алмута бурунқи кеңәш әллириниң ичидә биринчи болуп, 2017 жили, йәни мошу жили өтидиған XXVIII қишлиқ Универсиадиниң пайтәхтигә айланди. Буниңғичә 1973 жили Москва вә 2013 жили Қазан шәһири яшларниң пәқәт язлиқ спорт оюнлирини қобул қилған еди. Универсиада туғини Алмута шәһиригә бериш тәнтәнилик рәсими 2015 жилдики 15 ноябрьда Испанияниң Гренада шәөиридә өтти.
Алмутида өтидиған 2017 жилдики Дунияйүзлүк қишқи универсиадиниң тумари ретидә

Страницы: 1 | 2 | 3  >  >>
Рейтинг
Оцени!
Поделись конспектом: