Сөз түрлүгүчи қошумчилар

Страницы: 1 | 2 | 3  >  >>

Уйғур тили 3 -синип
Дәрис мавзуси: Сөз түрлүгүчи қошумчилар
Дәрисниң мәхсити: Сөз тәркиви вә қошумчилар тоғрисида чүшүнүк бериш. Сөз түрлүгүчи қошумчиларниң хизмити билән тонуштуруш.
Дәрисниң вәзиписи:
1. Сөз тәркивигә айришни билиш, униң қандақ қисимлардин туридиғанлиғини билиш.
2. еғизчә вә язмичә тил байлиғин риважландуруш, сөз байлиғини , ойлаш, қабилийитини ашуруш. .
3. Адәмгәрчилик хасийәтлиригә , әдәпликкә тәрбийәләш.

Көрнәклик: тирәк схема, сурәтләр, слайд
Усуллар вә әмәлий ишлар: соал жавап, чүшәндүрүш, өз алдиға ишләш, бир-бирини баһалаш,таллаш, селиштуруш.
Арилаш дәрис
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш
1. Психологиялиқ тәйярлиқ.
Бир, икки, үч
Синип ичи теп-теч.
Һорунлуқни ташлаймиз,
Дәрисимизни башлаймиз.
2. Дәрисниң мәхситини хәвәрләш
3. Дәрис этаплири билән тонуштуруш.

Б. Блум бойичә:
1. Билим
2. Чүшүнүк
3. Қоллиниш
4. Анализ
5. Синтез
6. Баһалаш
.

Асасий бөлүм

Билим.
Мәхсити: Өтүлгән материалларни тәкрарлаш. Тез ойлашқа, илдамлиққа интилдуруш.
Өткән материални "һә, яқ" оюн арқилиқ пишшиғдаш .
Дутар- томур, луқ- сөз түрлүгүч қошумчә, лар- көплүк қошумчиси, вән-сөз түрлүчи қошумчә, оқуйду- хәвәр, китап- егә, бариду- егә,белиқчи - хәвәр.

Чүшүнүк .
Мәхсити: сөз ясиғучи қошумчә тоғрисида чүшүнүк бериш.
Сазлиқ, балилар, етизлиқ, мәктәптә, дутарчи, отлиди, гүллүк, бағда, бағвән, чанида.
Немишкә шундақ топлидиңлар?
oo Һәр сөзгә чүшүнүк бериңлар.
Иккинчи топта немә артуқ?
Йәкүнләп, қаидә чиқирип көрәйли. Қошумчилар сөз ясиғучи вә сөз түрлүгүчи дәп бөлиниду.
Сөз ясиғучи қошумчилар йеңи мәналиқ сөз ясиса, сөз түрлүгүчи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бир

Страницы: 1 | 2 | 3  >  >>
Рейтинг
Оцени!
Поделись конспектом: