житим қалғанларға ғәмхорлуқ қилған, жүрүги меһриван адәмләр тоғрисида кино көрүп, уларға охшаш болушқа интилиш керәк.
Слайд Доктор Лиза,
Йеңи жилниң алдида Қара деңиз үстидә Сириягә учуп кетип барған самолет һаләк болди. Бу самолетта барчиға мәлүм Доктор Лиза бар еди. У Сириядики балиларға кийим -кечәк, дора -дәрмәк,озуқ түлүк , йеңи жиллиқ соғиларни елип баратти. Әпсус, миң мәртә әпсус, самолет бәлгүләнгән жайға йетәлмиди. Бу еғир жудалиқ жүрүги алтун,меһриван дохтурни аримиздин елип кәтти. У қанчиму еғир ағриқ балиларни Сириядин Москваға өзи көтирип елип чиққан еди. Өз вақтида Мать Терезаму дуниядики балиларға ғәмхорлуқ қилди. Униң өз балиси йоқ еди. Адәмләргә яхшилиқ қилиш үчүн өйидин кетип, өй отақлиқму болмайду,. Монахиня болуп, қәйәрдә қийин әһвал болса, шу йәргә ярдәмгә баридиған.
Қоллириңларни тутуп дүгләк болуп турайли. Бир- биримизгә силиқ сөзләрни ейтайли.
Муәллим:
Но как бы жизнь ни летела,
Дней своих не жалей,
Делай доброе дело,
Ради счастья людей.
Муәллим: Бир- бириңларға яхши сөз , яхши кәйпият, соға қилиңлар. Кимгиду силәрдин ярдәм керәк болса, ярдәм қилиңлар. Күндә " бүгүн қандақ яхши иш қилдим"дәп соал қоюп, жавап бериңлар.
Силәргә бүгүнки синип саати есиңларда қелиш үчүн жүрүгүмниң бир қисмини соға қилимән.
Силәрму Доктор Лиза,Мать Тереза охшаш хәлиқ үчүн яшаңлар.
Рефлексия. Бүгүнки дәрис силәргә немә үгәтти?
Өзәңлар қандақ яхшилиқ қилалайсиләр? Сүрәт билән тәсвирләңлар.
Страницы: << < 1 | 2 | 3