Яша, Мустәқил Қазақстан

Страницы: 1 | 2 | 3  >  >>

Синип саатиниң мавзуси: " Яша, Мустәқил Қазақстан !"
Синип саатиниң мәхсити:
1 . Қазақстан Жумһурийитиниң мустәқил дөләт болуп, 26 жил ичидә йәткәт утуқлири , қисқа вақит ичидә илғар 50 дөләтниң арисида орун елиши һәққидә чүшәнчә бериш
2. Оқуғучиларниң әқил-ой қабилийитини тәрәққий әттүрүш. Тил байлиғини өстүрүш. Дәрискә қизиқишини ашуруш.
3. Оқуғучиларни вәтәнпәрвәрликкә, достлуққа, әмгәк сөйгүчликкә,
адәмгәрчиликкә тәрбийиләш.
Қол. усуллар: чүшәндүрүш,соал-жавап,көрнәкилик,сөһбәт.
Көрнәкиликләр: слайд ,дөләт рәмизлири, буклет,һәр хил сүрәтләр.
Тәрбийә саатиниң берилиши 1 Уюштуруш пәйти. Саламлишиш . Дөләтлик гимнини орундаш.
Оқуғучиларни дәрискә жәлип қилиш.
Ой қозғаш
-Балилар, биз қайси дөләтниң пухралири?
-Қазақстан қандақ дөләт?
-У өз мустәқиллиғини қачан алған?
-Мустәқил дегәнни қандақ чүшинисиләр?
-Мустәқиллиқни елишқа немә сәвәп болди?
Слайдқа көңүл қоюп қараңлар.
Слайдта 1986- жили болған вақиәгә қатнашқан яшлар,Қайрат, Ләззәт вә башқа иштирақчилар тоғрисида мәлуматлар бар.
Мәзмуни
Қазақстан Жумһурийити мустәқил дөләт болуш үчүн қанчиму даванлардин,қийинчилиқлардин өтүшигә тоғра кәлди. Қазақ хәлқиниң бешидин қанчиму иссиқ- соғ өткүни, тартқан жапалири тоғрисида көп сөзләп бәргәнмән. 1986-жили 16-декабрь күни йүз бәргән вақиә Қазақстанниң мустәқил дөләт болуп, шәкиллинишигә сәвәп болди. Яшлар , студентлар Қазақстанниң өз алдиға мустәқил дөләт болушини тәләп қилип,чоң мәйданға жиғилди. Уларни қоғдаш үчүн солдатлар,милиционерлар,от өчәргүчиләр қатнашти. Арида тоқунуш башланди. Көплигән яшлар яридар болди. Айримлири түрмиләргә соланди,лекин уларниң тәливи ижавәт болди.
1991-жили Қазақстан Жумһурийити мустәқилллик алди. Уни башқа дөләтләр қоллап қувәтлиди. 1991

Страницы: 1 | 2 | 3  >  >>
Рейтинг
Оцени!
Поделись конспектом: